Friday, August 21, 2009

Шаим Шаваев Пикири

ҰЙҒҰР АВАЗИ 26 (7309), 29 ИЮНЬ ЖҮМӘ, 2007 8 БӘТ


ОҚҰДҰҚ, ПИКИР ЕЙТИМИЗ

Истедатлиқ қәләм нәқиши


Әждатлар нәқил қилған “қаш билән кирпик” арисидики қисқа өмрүңниң алий мәвқәси - өмүр сүрүшла әмәс, уни беһөддә өткүзмәй, еқидәңгә яндишип, хәлқиң үчүн әмгәк қилип, тәр төкүш, шу жәриянда беминнәт инсаний борчиңни қилип ада қилиш болуп һесапланса керәк. Яр вә дияр, бу – сөйгү вә вәтән, садақәт билән саһавәт – бир пүтүн есил хисләт бирикмиси, тәнтәниси. Һаятта инсанға яр садақәтниң симаси, диярға муһәббәт – у саһавәтниң ипадиси.

Дүрнәм Мәшүрованиң қәлимигә мәнсүп «Беһөддә өтмигән һаят» һөжжәтлик қиссиси садиқ ярниң сахавәтлик жүптигә болған дил ришти. Мәшһур инсанға яр болуш, яндаш, сирдаш, һисдаш вә һәмкар болуп яшаш бәхитниң бир ипадисидур.

Муәллип мәрһум яри билән оттуз бәш жил турмуш қуруп, һаятниң барлиқ иссиқ – соғини, шатлиқ- ғемини, һөзүр- һалавитини биллә мүмкин болмиғинидәк, күлкә бар йәрдә жиғиму, қайғуму баравәрлишип, бир- биригә әгишип жүридиғанлиғини қәйт қилиду. Чүнки бу өмүр философияси: һаят билән мамат, ақ билән қара, йоруқ билән қараңғу, татлиқ билән аччиқ, муһәббәт билән нәпрәт, садақәт билән риқабәт новәтлишип күрәш қилиду.

Ғалибийәт- адиллиқ билән дадиллиқ болса, мәғлубийәт – залимлиқ билән наданлиқ. Мәзкүр қиссидә мошу һадисиләр реал әксини тапқан, шаиранә роһ билән нәзм қилинған. Муәллип жиллар давамида ичигә пүкүп жүргән истедатини мошу қиссидә толуқ намайән қилалиған.

Дүрнәм Мәшүрованиң туғма шаирә еканлигигә мениң көзүм йәтти. Жәмийәттә хәлиққә хизмәт қилип, әрбап дәрижисидә етирап қилинған мәшһур оғлан Азат Мәшүров – йеза егилиги саһасини йүксәлдүрүштә, хәлиқ турмушиниң паравәнлиги үчүн күрәштә беминнәт тәр төккәнлиги, әвлатлар үчүн унтулмас ибрәт ‑ үлгә мәктиви. Униң һаят тәрзи бүйүклүкниң нишани. Һаятниң алий мәнбәси, яки узақ өмүр сүрүш әмәс, саз вә унтулмас из қалдурушта. Һалбуки, интилиш, илгириләш, йүксилиш қиранларға хас тағ чоққисидин көрүнүш билән баравәр. Азат Мәшүров әйнә әшундақ алийжанап инсан еди.

Униң садақәтлик, вападар яри Дүрнәм Мәшүрова баһадирға лайиқ төһпә яриталиған намайәндә дәп ейтишқа толуқ асас бар. «Беһөддә өтмигән өмүр» әвлатларға қалдурулған ядикарлиқ, истедатлиқ намайәндиниң қәләм нәқишидур.

Шайим Шаваев,язғучи.

No comments: